даешниң москвадики һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алғанлиқи илгири сүрүлди

даеш террорлуқ тәшкилати, русийәниң пайтәхти москвада йүз бәргән һуҗумни өз әзалириниң садир қилғанлиқини билдүрди.

2119215
даешниң москвадики һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: даеш террорлуқ тәшкилати иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, бу тәшкилат әзалириниң москва әтрапидики красногорсктики консерт залиға һуҗум қилғанлиқини оттуриға қойди.

украина дөләт мудапиә министирлиқи истихбарат башқармиси телеграмма адресида байанат елан қилип, һуҗумниң «русийә пирезиденти виладимир путинниң буйруқи билән, русийә алаһидә хадимлири тәрипидин пиланлиқ вә қәстән қилинған иғвагәрчилик» икәнликини илгири сүрди.

байанатта, бу вәқәниң украинаға қилинидиған техиму шидәтлик һуҗумларни қанунлаштурушни мәқсәт қилидиғанлиқи билдүрүлди.

русийә бихәтәрлик кеңиши муавин рәиси димитрий медведев: «әгәр һуҗумни тәшкиллигәнләрниң кийев һакимийитиниң террорчилири икәнлики ениқланса, уларға вә идийә җәһәттә илһам бәргәнләргә қарита башқичә муамилә қилиш мумкин әмәс. у террорчиларниң һәммисини тепип, рәһимсизләрчә йоқитиш керәк. бу, бу хил вәһшийликни садир қилған дөләт әмәлдарлириниму өз ичигә алиду. өлүмгә өлүм» деди.

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захароваму ақсарайниң <москвадики террорлуқ һуҗумида украина йаки украиналиқларниң қолиниң барлиқиға даир һечқандақ пакит йоқ> дегән сөзлири тоғрисида тохтилип: «вашингтондики даириләр бу тирагедийәләрниң оттурисида немигә асаслинип, <һәр қандақ бириниң бу паҗиәдә қолиниң йоқ> дегән йәкүнгә келиду? әгәр американиң қолида бу мәсилигә мунасивәтлик ишәнчлик мәлуматлар болса, уларни дәрһал русийә тәрәпкә тапшуруп бериши керәк. әгәр бундақ бир мәлумат болмиса, ақсарайниң һечкимгә илтипат қилиш һоқуқи йоқ. русийә һөкүмити ейтқандәк, вәқәгә қатнашқанларниң һәммисини мәсул органлар ениқлайду» дегәнләрни қәйт қилди.

түнүгүн қораллиқ кишиләр русийәниң пайтәхти москвадики крокус шәһәрлик һөкүмәт консерт залиға һуҗум қилип, 40 кишиниң өлүми, 60 нәпириниң йарилиниш әһвали еғир болуп, җәмий 115 кишини йариландурғаниди.

русийә тәкшүрүш комитети болса, москвадики террорлуқ һуҗумида 60 дин артуқ кишиниң қаза қилғанлиқини вә қаза қилғанлар саниниң ешишиниң мумкинликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر