дунйа мусулман өлималар бирләшмиси: һуҗумниң ислам билән алақиси йоқ

дунйа мусулман өлималар бирләшмиси русийәниң пайтәхти москвада йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйибләп, һуҗумниң ислам билән мунасивитиниң йоқлуқини тәкитлиди.

2119179
дунйа мусулман өлималар бирләшмиси: һуҗумниң ислам билән алақиси йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа мусулман өлималар бирләшмиси баш катипи әли қарадағи иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, өзлириниң москвадики һуҗумни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп: «бу террорлуқ һәрикитиниң ислам билән мунасивити йоқ, улар исламға вәкиллик қилидиғанлиқлирини давраң қилишсиму, улар исламни әмәс, бәлки район вә хәлқаралиқ истихбарат җасуслириға вәкиллик қилиду» дегәнләрни қәйт қилди.

һуҗумниң исраилийә ғәззәдики һуҗумлирини күчәйткән мәзгилгә тоғра кәлгәнликини оттуриға қойған қарадағи, москвадики һуҗумниң зионистларниң ғәззәдә садир қилған җинайәтлирини нәзәрдин сақит қилғузуп, һәр қайси тәрәпләрниң диққитини ғәззәдин башқа йаққа бурашни мәқсәт қилғанлиқини әскәртти.

түнүгүн қораллиқ кишиләр русийәниң пайтәхти москвадики крокус шәһәрлик һөкүмәт консерт залиға һуҗум қилип, 40 кишиниң өлүми, 60 нәпириниң йарилиниш әһвали еғир болуп, җәмий 115 кишиниң йариланғанлиқини билдүргәниди.

русийә тәкшүрүш комитети болса, москвадики террорлуқ һуҗумида 60 дин артуқ кишиниң қаза қилғанлиқини вә қаза қилғанлар саниниң ешишиниң мумкинликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر