трамп пирезидентлиқ сайлимиға йәнә бир қәдәм йеқинлашти

америка пирезиденти җо байдин билән сабиқ пирезидент доналд трамп бәш иштатта өткүзүлгән партийә ичи сайламда ғәлибә қилди.

2117848
трамп пирезидентлиқ сайлимиға йәнә бир қәдәм йеқинлашти

түркийә авази радийоси хәвири: охайо, кансас, флорида, иллинойс вә аризона иштатлирида партийә ичи сайлими өткүзүлди. демократларниң кандидат намзати һазирқи пирезидент байдин билән җумһурийәтчиләрниң кандидат намзати трамп, бу бәш иштатта наһайити асанла ғәлибә қилди.

партийәлири ичидә рәқипсиз қалған вә пирезидентлиқ намзати үчүн йетәрлик вәкил саниға еришкән байдин билән трамп, партийә ичи сайлиминиң ахирлишишини күтүшни башлиди.

америка таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, демократ партийә аризона иштатида сайлам өткүзүшкә керәк йоқлуқини билдүрүп, сайламни әмәлдин қалдурған вә вәкил санини аптоматик һалда байдинға йазған.

партийә ичи сайламлири ийун ейида ахирлишидиған болуп, җумһурийәтчиләр ийул ейида, демократлар авғустта конгрәни топлайду вә пирезидент намзатлирини рәсмий елан қилиду.

2020-йили өткүзүлгән сайламдин кейин, байдин билән трамп йәнә бир қетим өзара риқабәтлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر