фирансийә русийәниң әйибләшлирини рәт қилди

фирансийә дөләт мудапиә министирлиқи русийәниң «фирансийәниң украинаға 2 миң әскәр әвәтишкә тәййарлиниватқанлиқи» тоғрисидики сөзлириниң тоғра әмәсликини билдүрди.

2117715
фирансийә русийәниң әйибләшлирини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә дөләт мудапиә министирлиқи, русийә ташқи истихбарат идариси башлиқи сергей наришкинниң <фирансийәниң украинаға 2 миң әскәрдин тәркиб бир һәрбий қисим әвәтишкә тәййарлиқ қиливатқанлиқи> тоғрисидики сөзлириниң тоғра йаки әмәслики һәққидики соалға йазма җаваб қайтурди.

министирлиқниң бу һәқтики байанатида, бу наришкинниң сөзлири рәт қилинди вә униңға «русийә системилиқ һалда йолға қойған кәң көләмлик учур булғаш һәрикитиниң рошән ипадиси» дәп баһа берилди.

байанатта йәнә: «биз бу хил иғвагәрчиликләрдин сақлиниш үчүн, тәрәпләрни пәвқуладдә еһтийатчан болушқа чақиримиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر