нигерийәдә нурғун киши тутқун қилинди

нигерийәниң кадуна иштатида қораллиқ кишиләр 87 адәмни тутқун қилди.

2117092
нигерийәдә нурғун киши тутқун қилинди

үркийә авази радийоси хәвири: нигерийә кадуна сақчи идарисиниң байанатчиси мәнсур һассан кажуру йезисида адәм тутқун қилиш вәқәсиниң йүз бәргәнликини билдүрди, әмма сани һәққидә мәлумат бәрмиди.

йеза башлиқи танко вада саркин әң аз дегәндә 87 кишиниң тутқун қилинғанлиқини қәйт қилди.

төләм тәләп қилидиған җинайи гуруһлар тәрипидин пәйда қилинидиған адәм  тутқун қилиш вәқәлири, нигерийәдә болупму дөләтниң шималида һәр күни дегүдәк йүз беридиған вәқәләргә айланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر