нигердики һәрбий һакимийәт америка билән болған һәрбий һәмкарлиқ келишимини бикар қилди

нигердики һәрбий һөкүмәт америка билән болған һәрбий һәмкарлиқ келишиминиң бикар қилинғанлиқини елан қилди.

2116350
нигердики һәрбий һакимийәт америка билән болған һәрбий һәмкарлиқ келишимини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нигердики һәрбий һөкүмәт байанатчиси амадо абдраманә дөләт телевизийә қанилида елан қилған байанатида, америка дөләт мудапиә министирлиқиға тәвә һәрбий вә аммивий хадимларниң нигерда хизмәт қилишиға рухсәт қилидиған һәрбий келишимниң дәрһал бикар қилинғанлиқини уқтурди.

абдраманә америка даирилирини алдинқи һәптә нигерда учришиш өткүзгән американиң африқа ишлириға мәсул муавин ташқи ишлар министири молли пе билән американиң африқа қоманданлиқ иштаби (AFRICOM) қомандани генерал майкил ланглейниң зийарити һәққидә алдин мәлумат бәрмәслик билән әйиблиди.

нигерда тәхминән 1000 нәпәр америка әскири мәвҗут. сәһрайи кәбир қумлуқиниң җәнубий учида агадез шәһиригә йеқин җайда болса, «нигер 201» дәп атилидиған учқучисиз айропилан базиси бар.

«нигер 201» базиси американиң җибутидин қалсила учқучисиз айропилан мәшғулати қилидиған африқидики әң чоң иккинчи базиси һесаблиниду.

қурулуши вә мәблиғи америкаға тәвә болған әмма игидарчилиқ һоқуқи нигер армийисигә тәвә болған бу база 2019-йилдин буйан йуқири техникилиқ сүний һәмраһ алақә системиси билән мулазимәт қилип кәлмәктә иди.

нигер дөлитидин 10 йиллиқ иҗаригә елинған  «нигер 201» базиси, американиң әң чоң вә әң қиммәт баһалиқ учқучисиз айропиланлири базиси дәп билиниду.

америка бу базиниң қурулуши үчүн 110 милйон доллар, йиллиқ асраш хизмити үчүн 30 милйон доллар хираҗәт қилған болуп, базини өз нөвитидә йәнә саһелдики асаслиқ истихбарат вә көзитиш мәркизи сүпитидә ишлитип кәлмәктә иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر