пәләстинниң йеңи баш министири: ғәззәсиз дөләт болмайду
пәләстинниң йеңи баш министири муһәммәд мустапа, йеңи һөкүмәтниң ғәззәдики пәләстин хәлқиниң азаб-оқубәтлирини пәсәйтиш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини байан қилип, «ғәззәсиз дөләт болмайду» деди.
2116179
түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин хәвәр агентлиқи — вафаниң хәвиригә қариғанда, баш министир муһәммәд мустапа дөләт рәиси мәһмуд аббасқа <19-һөкүмәтни тәшкилләш вәзиписини қобул қилғанлиқи> тоғрисида мәктуп йоллиған.