америка билән корейә шималниң тәһдитигә қарши маневир өткүзгән

җәнубий корейә вә америка һава армийәлири корейә йерим арилида «шималниң тәһдитлиригә қарши» раст оқ ишлитилгән бирләшмә маневир өткүзди.

2115966
америка билән корейә шималниң тәһдитигә қарши маневир өткүзгән

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап агентлиқи җәнубий корейә һава армийәси билән америка һава армийәсиниң бирләшмә маневир өткүзгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, җәнубий һава армийәси түнүгүн (14-март) ахирлашқан маневирға, икки дөләтниң 40 айропиланиниң қатнаштурулғанлиқини уқтурған.

хәвәрдә йәнә, маневирда раст оқ ишлитилгәнлики, учқучиларниң шималий корейәниң тәһдитигә қарши башқурулидиған бомба вә башқа қоралларни етиш мәшиқи қилғанлиқи әскәртилди.

җәнубий корейә билән американиң «ортақ мудапиәни күчәйтиш» мәқситидә өткүзгән «әркинлик қалқани» намлиқ маневир 11 күн давамлашти.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر