столтенберг түркийәниң мудапиә санаитигә йуқири баһа бәрди

шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг түркийә мудапиә санаитиниң йеңи йуқири дәриҗилик илғар иқтидарларға мәбләғ селиш тиришчанлиқини қарши алидиғанлиқини ейтти.

2116124
столтенберг түркийәниң мудапиә санаитигә йуқири баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йенс столтенберг белгийәниң пайтәхти бирйусселдики нато баш оргинида түркийә мудапиә санаити тоғрисида мухбирларға байанат бәрди؛ у түркийәниң натонң иккинчи чоң армийәсигә, йахши мәшиқләндрүлгән қабилийәтлик қораллиқ қисимларға игә икәнликини оттуриға қойуп: «мән түркийә һөкүмитиниң, шундақла түркийә мудапиә санаитиниң уруш айропиланлирини өз ичигә алған йеңи йуқири дәриҗилик илғар иқтидарларға мәбләғ селиш тиришчанлиқини қарши алимән, бу муһим. мән йәнә түркийәниң узун йиллар бойичә мәшғулатлириниң наһайити үнүмлүклүки испатланған байрақтар учқучисиз һава аппаратлирини ишләпчиқарғанлиқиниму қарши алимән» деди.

столтенберг түркийәниң һәрбий иқтидарни тәрәққий қилдуруш вә ишләпчиқиришта барлиқ иттипақдашлири билән һәмкарлишиватқанлиқини тәкитләп, нато иттипақдашлириниң түркийә билән техиму көп сода қиливатқанлиқини көрүшниң хушаллинарлиқ иш икәнликини әскәртти.

баш катип йенс столтенберг сөзини давамлаштуруп: «мән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән узун йиллардин буйан давамлаштуруп кәлгән достлуқ вә һәмкарлиқниму қиммәтлик һес қилимән. у натониң садиқ иттипақдиши, мән униң билән һәмкарлашқанлиқимдин хушалмән. мән униң билән террорлуққа қарши туруш, ортақ мудапиәмизни күчәйтиш вә украинани қоллаш қатарлиқ нурғун саһәләрдә һәмкарлишиш пурситигә ериштим» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر