америка авам палатаси тиктокни чәкләш қанун лайиһәсини мақуллиди

америка авам палатаси «дөләт хәвпсизликигә мунасивәтлик мәсилә пәйда қилиш» сәвәби билән, тиктокни мәни қилиш қанун тәклип лайиһәсини тәстиқлап, кеңәш палатасиға әвәтти.

2115187
америка авам палатаси тиктокни чәкләш қанун лайиһәсини мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири: авам палатаси тиктокни мәни қилиш қанун тәклип лайиһәсини тәстиқлиди. палатада өткүзүлгән аваз бериштә, 65 кә қарши 352 авазниң қоллиши билән, «америкалиқларни чәт әл дүшмәнләрчә контрол қилған йумталлардин қоғдаш қануни» намлиқ тәклип лайиһәси мақулланди.

қанун лайиһәси тиктокниң хитайниң байтдәнс (ByteDance) ширкитиниң ширкәтни сетишини, әксичә болғанда, тиктокниң мунасивәтлик йумтал магезинлиридин бәш айлиқ муддәт билән чәкләшни йаки пүтүнләй чәкләшни тәклип қилиду.

җумһурийәтчиләр билән демократларниң бирликтә аваз бериши билән қобул қилинған лайиһәни қоллиғанлар, хитайниң байтдәнс ширкитиниң тикток арқилиқ қолға чүшүргән америка пуқралириниң учурлирини хитай һакимийитигә йәткүзүдиғанлиқини оттуриға қоймақта. қанун лайиһәсигә қарши чиққан конгрә әзалири болса, «тикток топлиған учурлирини хитай һакимийтигә бериду» дегән әйибләшкә испат болуши керәкликини, йумтални мәни қилишниң «пикир әркинликини чәкләш» болидиғанлиқини байан қоймақта.

тикток ширкити йумтални мәни қилишниң әмәлийәткә уйғун әмәсликини вә өзлириниң америкадики башқа иҗтимаий таратқу супилириға охшаш, пүтүнләй америка қанунлириға асасән хизмәт қилғанлиқини илгири сүрмәктә.

қанун тәклип лайиһәси авам патасида мутләқ үстүлүк билән мақулланғандин кейин, һәмминиң диққити кеңәш палатасиға мәркәзләшти.

пирезидент байдин қанун тәклип лайиһәси үстилигә қойулған әһвалда, дөләт хәвпсизликигә болған сәзгүрлүки сәвәбидин тәстиқлайдиғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر