министир маһинур гөкташ «айал рәһбәрләр» йиғиниға қатнашти

түркийә җумһурийити аилә вә иҗтимаий хизмәтләр министири маһинур өздәмир гөкташ нәччә миңлиған бала вә айал һайатидин айрилған ғәззәдики қирғинчилиқни тездин ахирлаштуруш тоғрисидики чақириқини тәкрарлиди.

2115356
министир маһинур гөкташ «айал рәһбәрләр» йиғиниға қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: министир гөкташ америка қошма иштатлириниң нйуйорк шәһиридики түркөйидә өткүзүлгән «түркийәлик вә чәт әллик айал рәһбәрләр вә аммиви тәшкилатлар рәислири йиғини»ға қатнашти.

гөкташ айалларниң игилик тикләш нисбитини йуқири көтүрүш йолида ташланған қәдәмләрниң әһмийитини тәкитлиди.

һөкүмәтниң айаллар һәмкарлиқ копиратиплириға айалларниң игилик тиклиши вә айалларниң ишқа орунлишишидики өзгичә әндизә дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән гөкташ: «биз түркийәдә 1012 йеңи айаллар һәмкарлиқ копиратипиниң қурулушини қоллидуқ. илим-пән, техника вә инженерлиқ саһәлиридә мәвҗутлуқлирини испатлиған айаллар, рәқәмлик техника вә йеңилиқ йаритишта башламчи болуп, түркийәниң дунйави риқабәттики орнини мустәһкәмләйду» дегәнләрни қәйт қилди.

у сөзидә йәнә, ғәззәдики қирғинчилиқни балдуррақ ахирлаштурушқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر