җәнубий африқа исраилийә армийәси сепидә уруш қилған пуқралирини қолға алидиғанлиқини уқтурди

җәнубий африқа ташқи ишлар министири наледи пандор, исраилийә армийәси сепидә вәзипә өтигән җәнубий африқа пуқралириниң дөләт тәвәлкигә қәдәм басқан һаман қолға елинидиғанлиқини уқтурди.

2115183
җәнубий африқа исраилийә армийәси сепидә уруш қилған пуқралирини қолға алидиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий африқа ташқи ишлар министири наледи пандор африқа дөләт мәҗлисиниң җәнубий африқаниң пәләстин билән һәмкарлишиши тоғрисидики йиғинда, исраилийә армийәси сепидә вәзипә өтигән җәнубий африқа пуқралириниң дөләт тәвәликигә киргән һаман қолға елинидиғанлиқини елан қилип: «мән байанат елан қилип, өзи җәнубий африқалиқ туруп, исраилийә дөләт мудапиә армийәси билән биллә йаки ичидә җәңгә қатнашқанларни <биз тәййар, йуртқа қайтқан чеғиңларда силәрни қолға алимиз> дәп агаһландурдум» деди.

пандор сөзини давамлаштуруп: «биз пәләстин хәлқи билән (исраилийә ғәззәгә һуҗум башлиған) 8-өктәбир (2023) дә тонушмидуқ, улар билән нәччә он йилдин буйан бирликтә күрәш қиливатимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر