һамас исраилийә билән өткүзүлүватқан сөһбәтләр һәққидә байанат елан қилди

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамас сийасий бийуроси башлиқи исмаил һәниййә: «(җәң) мәйдани вә сөһбәт икки параллел сизиқ» деди.

2115248
һамас исраилийә билән өткүзүлүватқан сөһбәтләр һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һамас сийасий бийуроси башлиқи исмаил һәниййә йазма байанат елан қилип, америка пирезиденти җо байдинниң позитсийәсиниң нутуқта өзгәргәнликини, әмәлийәттә болса, синақ қилинғанлиқини оттуриға қойуп, ғәззә хәлқи дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқ вә ачарчилиқ сийаситигә хатимә бериш үчүн, техиму көп күч чиқириш керәкликини тәкитлиди.

исмаил һәниййә исраилийә билән елип бериливатқан сөһбәтләр һәққидә тохтилип: «мәйдан вә сөһбәт икки параллел сизиқ. һамас сөһбәтләрдә диққитини қаршилиқ көрситиш һәрикитиниң иқтидари вә чоңлуқиға мәркәзләштүрүп, пүтүн күчи билән пәләстин хәлқигә қаритилған һуҗумларни тохтитишқа тиришиду» деди.

у йәнә исраилийә йарашмаслиқ позитсийәсидин ваз кәчсә, көп басқучлуқ келишим һасил қилиш пурсити барлиқини билдүрди.

исраилийәниң 7-өктәбирдин буйан давамлишип 31 миң адәмниң җениға замин болған ғәззә һуҗумлирини тохтитиш мәқстидә,  һамас билән исраилийә оттурисида уруш тохтитиш вә әсир алмаштуруш сөһбәтлири давам қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر