һамас уруш тохтитиш тоғрисида <тәклип> тапшурувалғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди

һамас исраилийәниң һуҗум вә муһасирәси астидики ғәззәдә уруш тохтитиш тоғрисида хәлқаралиқ тәклип тапшурувалғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди.

2114942
һамас уруш тохтитиш тоғрисида <тәклип> тапшурувалғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һамас ғәззәдә уруш тохтитиш тоғрисида хәлқаралиқ тәклип тапшурувалғанлиқиға мунасивәтлик хәвәрләрниң һәқиқәтни әкс әттүрмәйдиғанлиқи тоғрисида йазма байанат елан қилип: «<әләрәбиййә қанили>ниң һамасниң йуқири дәриҗилик бир әмәлдарини нәқил кәлтүрүп, һамасниң <ғәззәдә муддитини узартишқа болидиған уруш тохтитиш вә мусапирға айланған кишиләрниң тәдриҗий қайтип келиши> һәққидә хәлқаралиқ тәклип тапшурувалғанлиқи тоғрисидики хәвириниң асаси йоқ. бир вәкилләр өмикиниң қаһирәгә берип, тәпсилатларни музакирә қилидиғанлиқиму һәқиқәтни әкис әттүрмәйду» дегәнләрни қәйт қилди.

исраилийәниң һуҗумлири нәтиҗисидә «натсист ирқий қирғинчилиқиға учриған» пәләстин хәлқиниң һессийати билән ойнашмаслиққа чақириқ қилинған байанатта, таратқуларниң тоғра вә ишәнчлик хәвәрләрни елан қилиши тәләп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر