русийә әнглийә билән түзгән белиқчилиқ келишимини бикар қилди

русийә президенти виладимир путин 1956-йили әнглийә билән имзаланған белиқчилиқ келишимини бикар қилди.

2114324
русийә әнглийә билән түзгән белиқчилиқ келишимини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путин тәрипидин имзаланған пәрманниң роһиға асасән, әнглийә белиқчилириниң русийәниң барентс деңиз тәвәликидә белиқ тутуши чәкләнди.

1956-йили әнглийә билән совет иттипақи оттурисида имзаланған келишимгә асасән, әнглийә белиқчилиқ кемилири барент деңизиниң бәзи районлирида белиқ туталайтти.

бу келишим совет иттипақи йимирилгәндин кейинму русийә билән әнглийә оттурисида давамлиқ күчкә игә болғаниди.

русийә парламентиниң төвән палатаси—дума байанатчиси вйачеслав володин өткән айда байанат елан қилип, әнгилйәликләрниң 68 йилдин буйан русийә белиқини йәп келиватқанлиқини әскәрткәндин кейин, сөзини давамлаштуруп: «уларниң оруқлап, әқлини тапидиған пәйти (кәлди)» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر