фирансийәдә бир җамәгә таравиһ намизидин илгири чошқа беши ташлап қойулди

фирансийәниң пас-де-калис өлкисидә бир җамәгә таравиһ намизидин илгири ирқий айримчилиқ характерлик һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди.

2114169
фирансийәдә бир җамәгә таравиһ намизидин илгири чошқа беши ташлап қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: сайнт-өмәр районида  бир җамәгә таравиһ намизидин илгири чошқа беши ташлап қойулди.

җамиға ибадәт үчүн кәлгән  онлиған киши бу әһвални көргәндин кейин сақчиға мәлум қилди.

сайнт өмәр түрклири мәдәнийәт вә достлуқ җәмийитиниң рәиси исмаил гүлмәз фирансийә 3 қанилиға бәргән байанатида, бу вәқә һәққидә сотқа әрз сунидиғанлиқлирини ейтти.

фирансийә ички ишлар министири гералд дарманин рамизан ейи бойичә (11-марттин 9-апрелғичә) мусулманларниң раһәт ибадәт қилалиши үчүн җамә вә мәсҗидләрниң  әтрапида бихәтәрлик тәдбирлирини көпәйтиш тоғрисида буйруқ чүшүргәнликини уқтурди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر