әсир алмаштуруш музакирәлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди

американиң исираилийәдә турушлуқ баш әлчиси җакоб җ.лев (Jacob J. Lew) тел авив һөкүмити билән һамас оттурисида әсир алмаштуруш үчүн елип бериливатқан вастилиқ учришишларниң «әмәлдин қалмиғанлиқи» ни билдүрди.

2112626
әсир алмаштуруш музакирәлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң исираилийә баш әлчиси лев тел авивда өткүзүлгән бир йиғинда, әсир алмаштуруш музакирәлири үстидә тохталди.

у музакирәләрниң «әмәлдин қалмиғанлиқи» ни әскәртип, «һазирғичә сөһбәтлишиватимиз, һазирму учришишларму давамлишиватиду» деди.

у ғәззәдә рамизан (11-март) башлиништин илгири келишим һасил қилинишниң интайин муһим икәнликини билдүрүп, тәрәпләр оттурисида «пикир охшимаслиқлириниң азайғанлиқи» ни қәйт қилди.

мисир таратқулири 3-март (2024) пайтәхт қаһирәдә, мисир, қатар, һамас вә америка вәкиллириниң қатнишиши астида музакирәләрниң башлағанлиқини уқтурған иди.

һамас түнүгүн (7-март) байанат елан қилип, уруш тохтитиш сөһбити өткүзүватқан һәйәтниң, һамас рәһбәрлири билән мәслиһәтлишиш үчүн қаһирәдин айрилғанлиқини, музакирәләр вә исираилийәниң ғәззәгә қаритиватқан һуҗумлирини тохтитиш тиришчанлиқлириниң давамлишиватқанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر