украина русийәниң чарлаш парахотиға һуҗум қилғанлиқини елан қилди

украина дөләт мудапиә министирлиқи истихбарат баш идариси русийә армийәси қара деңиз флотиға қарашлиқ чарлаш парахоти «сергей котоф»ға зәрбә бәргәнликини елан қилди.

2111245
украина русийәниң чарлаш парахотиға һуҗум қилғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина дөләт мудапиә министирлиқи истихбарат баш идариси йазма байанат елан қилип, бүгүн кәчтә «13-гуруппа» алаһидә әтритиниң русийә армийәси қара деңиз филотиниң «сергей котоф» чарлаш парахотиға һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

һуҗумниң украина деңиз армийәси билән украина рәқәмлик өзгәртиш министирлиқиниң һәмкарлишип елип берилғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, магура V5 намлиқ капитансиз деңиз аппаратидин пайдилинип қилинған һуҗум нәтиҗисидә рус парахотиниң алди, оң вә сол тәрәплириниң зийанға учриғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, парахотқа креч боғузиға йеқин украина деңиз тәвәликидә һуҗум қилинғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر