никкий халей сабиқ пирезидент трамп үстидин тунҗи ғәлибисини қолға кәлтүрди

америкада пирезидентлиқ сайлимиға қайнишиш үчүн риқабәтлишиватқан җумһурийәтчи партийәниң кандидат намзатлиридин никкий халей (Nikki Haley), вашингтондики дәсләпки сайламда партийә ичидики рәқиби трамп үстидин тунҗи ғәлибисини қолға кәлтүрди.

2110572
никкий халей сабиқ пирезидент трамп үстидин тунҗи ғәлибисини қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, 5-нойабир өткүзүлидиған сайламниң тәййарлиқ хизмәтлири давамлишиватқан бир вақитта, җумһурийәтчиләрниң пайтәхт вашингтондики дәсләпки сайлими ахирлашқан.

никкий халей вашингтондики сайламда %63 авазға еришип, җумһурийәтчиләрниң дәсләпки сайлимида ғәлибини қолға кәлтүргән тунҗи айал болуп қалған. сабиқ пирезидент трамп %33 авазға еришкән.

намзат болуш үчүн җәмий 1215 вәкилгә еһтийаҗлиқ болған никкий халей, вашингтондики ғәлибисидә 19 вәкилгә еришип, вәкил санини 43 кә чиқарди.

трамп иҗтимаий таратқуда һәмбәһрлигән учурида: «мән мәқсәтлик һалда вашингтон патқақлиқидин йирақ турдум» деди.

америкада миссури, айдийаху вә мишиган иштатлирида өткүзүлгән дәсләпки сайламларда, трамп җумһурийәтчиләрниң пирезидент намзатлиқи үчүн керәк болған 1215 вәкилниң 244 игә еришти. никкий халей 24 вәкилгә еришкән иди.

пирезидентлиқ сайлиминиң һалқилиқ күнлиридин бири сүпитидә қобул қилинған вә 16 иштатта дәсләпки сайламлар өткүзүлидиған «бүйүк сәйшәнбә», йәни 5-марттин кейин, пирезидент намзатлири әһвали ениқлишиду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر