пакистанда қаттиқ йамғур 17 кишиниң җениға замин болди

пакистанниң ғәрбий шималида йағқан қаттиқ йамғур сәвәбидин 17 киши қаза қилди вә 23 киши йариланди.

2110131
пакистанда қаттиқ йамғур 17 кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: «Tribune» гезитиниң хәвиригә асаланғанда, хәйбәр пахтонхва өлкисиниң бәзи районлирида, болупму пешавар, ловирдир вә баҗавур қатарлиқ җайларда йағқан қаттиқ йамғур сәвәбидин өйләрниң өгзиси өрүлүп чүшкән, бәзи өйләр тағ сийрилип чүшүш сәвәбидин тупрақ астида қалған.

издәш вә қутқузуш әтрәтлири пешаварда 7 киши, ловирдирда 3 киши болуп, җәмий 17 кишиниң қаза қилғанлиқини вә 23 кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.  

даириләр йариланғанларниң балнестқа елинғанлиқини һәмбәһирлиди.

йәнә бир тәрәптин, лаһор, балучистан, карачи вә шималдики тағлиқ районлар қаталиқ дөләтниң көп қисим җайлириғиму начар һаварайи шараити еғир тәсир көрсәтти.  

карачида даириләр қаттиқ йамғур сәвәбидин «җидди һаләт» елан қилди. пәсиллик йамғур лаһорниң бәзи җайлирида турмушқа сәлибий тәсир көрсәтти.

балучистан өлкисиниң гвадр наһийәсиму йамғурниң еғир тәсиригә учриған районларниң қатарида болүп, паскина сулар тешип чиқти вә бир қисим аһалиләр өй-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر