русийә бензин киспортини чәклиди
русийә бүгүн (2024-йили 1-март) дин башлап бензин екиспорт қилишни алтә ай чәклиди.
2109557
түркийә авази радийоси хәвири: русийә һөкүмити йазма байанат елан қилип, дөләт йеқилғу базиридики муқимлиқни қоғдаш чарә-тәдбирлириниң йолға қойулғанлиқини әскәртип, бу рамкида бүгүндин башлап бензин екиспорт қилишниң алтә ай чәкләнгәнликини, йавро-асийа иқтисадий бирләшмисигә әза дөләтләргә келишим бойичә йеқилғу тошушниң, буниң ичидә әмәсликини қәйт қилди.
муавин баш министир александир новак чаршәнбә (28-йанвар) елан қилған байанатида, бензин екиспортини чәкләш қарариниң пилан қилинғандин бурун әмәлдин қалдурулуши мумкинликини билдүргән иди.
русийә2023-йили сентәбирдиму бензин вә дезил баһалириниң өсүп кетиши сәвәбидин бензин екиспортини чәклигән, әмма аридин тәхминән икки ай өткәндә әмәлдин қалдурулған иди.