байдин уруш тохтитиш тоғрисида қилған гепидин йенивалди

америка пирезиденти җо байдин илгирики байанатиниң әксичә, ғәззәдә дүшәнбә (4-март) күнигичә уруш тохтитишниң мумкин болмайдиғанлиқини, әмма өзиниң йәнила үмидвар икәнликини елан қилди.

2109528
байдин уруш тохтитиш тоғрисида қилған гепидин йенивалди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти байдин тексасқа қарап йолға чиқиштин илгири ақсарайниң бағчисида мухбирниң ғәззә тоғрисидики соалиға җаваб бәрди.

байдин «мән мушу дүшәнбә күнигичә ғәззәдә уруш тохтитишниң әмәлгә ашурулуши тоғрисида үмидвармән» дегән сөзини хатириләткән мухбирға мундақ деди:

«үмид түгимәйду, мән район рәһбәрлири билән телефонлаштим, бәлким бу дүшәнбә уруш тохтитиш әмәлгә ашмаслиқи мумкин. әмма, мән йәнила үмидвармән .»

байдин мушу һәптә бешида нийу йорктики зийарити җәрйанида, мухбирларниң «ғәззәдә уруш тохтитишни қачан әмәлгә ашурғили болидиғанлиқи» тоғрисидики соалиға: «мән бу һәптиниң ахириғичә уруш тохтитишниң әмәлгә ешишини үмид қилимән, дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчимиз уруш тохтитишқа наһайити йеқин икәнликимизни ейтти. әмма, биз техи тамамлийалмидуқ. келәр дүшәнбә күнигичә ғәззәдә уруш тохтитиш әмәлгә ашиду» дәп җаваб бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر