америка мәркизий ахбарат идариси уруш башлиништин илгирила база қурған

америка мәркизий ахбарат идариси(CIA) украинада 14 данә мәхпий база қуруп, үскүнә вә ахбарат йардими билән тәминләш арқилиқ иккинчи йилға қәдәм қойған русийә билән болған урушта муһим рол ойниғанлиқи ашкариланди.

2109030
америка мәркизий ахбарат идариси уруш башлиништин илгирила база қурған

түркийә авази радийоси хәвири: нийу йорк таймес гезити (The New York Times) украина вә американиң йуқири дәриҗилик истихбарат әмәлдарлирини нәқил қилған бир хәвәр елан қилип, икки дөләт истихбарат идарилири оттурисидики мунасивәтләрниң, 2022-йили февралда башланған украина-русийә урушидин тәхминән сәккиз йил илгирики вақитларға тутишидиғанлиқини билдүрди.

хәвәрдә қәйт қилинишичә, икки дөләт оттурисидики истихбарат һәмкарлиқлири украина-русийә урушидиму давамлашқан болуп, вашингтон украинадики пуқралирини тарқақлаштурған болсиму, истихбарат хадимлирини қалдурған.

хәвәрдә, мәркизий ахбарат идарисиниң узун йиллардин тартип украина истихбарат хадимлирини тәрбийәлигәнлики, үскүнә вә истихбарат билән тәмилигәнлики, 14 мәхпий база қурғанлиқи вә 2022-йили февралда башланған уруш билән украинаниң мудапиәсигә муһим төһпиләрни қошқанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә әскәртилишичә, америка мәркизий ахбарат идариси билән украина истихбарат идариси оттурисидики йеқин мунасивәт, уруш башлиништин тәхминән сәккиз йил илгирики вақитқа тоғра келидиған болуп, американиң охшимиған үч пирезидент дәвридиму изчил давамлашқан.

сабиқ совет иттипақи тарқалғандин кейин узун вақитқичә русийә федератсийәси билән йеқин мунасивәттә болған кийев һөкүмити, 2014-йили америка билән йеқинлишишқа башлиған.

америка мәркизий ахбарат идариси 2016-йили русийә истихбарат идарисиниң мәхпий шифирлирини йешиш, русийә учқулирини вә учур-алақә үскүнилирини қолға киргүзүш үчүн украина алаһидә һәрбий қисимлирини тәрбийәлигән. бу қисимниң әскәрлиридин бири болған генерал кирило буданов  авғуст (2020) ейидин буйан украина дөләт мудапиә министирлиқи истихбарат идарисиниң баш мудири болуп вәзипә өтимәктә икән.

америка мәркизий ахбарат идариси йәнә бир тәрәптин, русийә, йавропа, куба вә руслар топлишип олтурақлашқан башқа җайларда һәрикәт қиливатқан украина истихбарат хадимлирини тәрбийәләш ишлириғиму йардәм қилған.

америка мәркизий ахбарат идариси хадимлири украинани уруш җәрйанида русийә һуҗум қилмақчи болған җайлар вә ишлитидиған қорал-йарағ системилириға мунасивәтлик муһим учурлар билән тәминлигән.

украина ички истихбарат идарисиниң бихәтәрлик ишлириға мәсул директори иван баканов мундақ дәйду: «улар болмиған болса, русийәгә қаршилиқ көрситиш йаки йиңиш имканийитигә игә болалмайттуқ.»

америка мәркизий ахбарат идарисиниң директори вилйам җ. бурнс (William J. Burns) тәрәпләр оттурисидики һәмкарлиқларни изчил давамлаштуруш тоғрисида берилгән вәдиләрни намайан қилиш сүпитидә, украинани уруш башланғандин буйан 10 қетим зийарәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر