миңларчә исраилийә әскири писхикилиқ мәслиһәт сориди

исраилийә ғәззәгә кәң көләмлик һуҗум қилишни башлиған 2023-йили 7-өктәбирдин буйан 30 миң исраилийә әскири мунасивәтлик чақириш мәркәзлири билән алақилишип, писхика җәһәттин мәслиһәт сориди.

2109045
миңларчә исраилийә әскири писхикилиқ мәслиһәт сориди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәсиниң бу һәқтики байанатида, мәзкур әскәрләрниң %85 иниң писхикилиқ давалашлардин кейин, қайтидин урушқа қатнашқанлиқи қәйт қилинди.

писхикилиқ мәсилигә дучар болған 200 дин артуқ әскәрниң армийәдин айрилишиға рухсәт қилинғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, әскәрләр үчүн даимий аилә мәркизи, җәңгә тақабил туруш бөлүми вә йариланғанларни давалаш мәркизи қатарлиқларни өз ичигә алидиған йеңи бир писхикилиқ давалаш мәркизиниң ечилидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, ғәззәгә һуҗум қилиш башланғандин буйан, исраилийәдики дохтурлар җәмийитигә қарашлиқ роһий сағламлиқ мулазимити мәркизиниң бу җәһәттики еһтийаҗни толуқ қандуруш үчүн, һәрқайси саһәләрдики кәспий хадимлардин тәркиб тапқан бир тор шәкилләндүргәнлики әскәртилди.

байанатқа қариғанда, қуруқлуқ армийә давалаш әтрити чақириш мәркизи әскәрләргә дәсләпки теббий йардәмләрни бериш үчүн, һәр күни 24 саәт, һәптидә 7 күн мәшғулат қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر