афенада такси шопурлири 48 саәтлик иш ташлаш намайиши башлиди

гиретсийә пайтәхти афенада такси шопурлири түнүгүн (27- феврал) дин башлап 48 саәтлик иш ташлаш намайишини башлиди.

2108337
афенада такси шопурлири 48 саәтлик иш ташлаш намайиши башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: афена такси шопурлири уйушмисиниң байанатида, пайтәхт афенада 48 саәтлик иш ташлиғанлиқи уқтурулди.

байанатта, аптобусларға айрилған йолниң оң қанитиниң йолучи болған әһвалда таксиларниңму меңишиға рухсәт қилинишини, қанунсиз таксиға охшаш әпләрни чәкләшни, айродурумдин йолучи тошуш һәққиниң ашурулушини вә баҗ йүкиниң йиниклитилишини тәләп қилғанлиқи билдүрүлди.

пайтәхт афенаға бир йәргә җәм болған такси шопурлири, аптомобиллири билән қатнаш министирлиқиниң алдида намайиш өткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر