байдин: мән зеонист؛ зеонист болуш үчүн йәһудий болушниң һаҗити йоқ

америка пирезиденти җо байдин зеонист болуш үчүн йәһудий болушниң һаҗити йоқлуқини оттуриға қойуп, «мән зионистмән» деди.

2108559
байдин: мән зеонист؛ зеонист болуш үчүн йәһудий болушниң һаҗити йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: җо байдин сет мейерсниңNBC  қанилида тарқитилидиған кечилик пирограммисиға чиқип, күнтәртиптики мәсилиләргә даир соалларға җаваб бәрди.

у ғәззәдә уруш тохтитиш мәсилиси бир соалға «алдимизда бир йол бар, әмма бу бир қийин йол» дәп җаваб бәрди.

байдин исраилийәниң өзи вә пәләстинликләр үчүн тинчлиқ пурситини чиң тутуши керәкликини оттуриға қойуп: «зеонист болуш үчүн йәһудий болушиңизниң һаҗити йоқ, мән зионистмән. әгәр исраилийә болмиған болса, дунйада бирму йәһудий бихәтәр болалмайтти» деди.

әгәр вақитлиқ уруш тохтитилса, башқичә йөнилиштә илгириләшкә болидиғанлиқини билдүргән байдин, бундақ әһвалда, исраилийәниң бихәтәрлики вә пәләстинликләрниң мустәқиллиқигә капаләтлик қилидиған икки дөләтлик һәл қилиш чарисини тепип чиққили болидиғанлиқини тәкитлиди.

исраилийәниң 7-өктәбирдин буйан давам қиливатқан һуҗумлирида көпинчиси балилар вә айаллар болуп, җәмий 30 миңға йеқин пәләстинлик қаза қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر