буркина фасониң шәрқидә бир җамә һуҗумға учриди

буркина фасо ислам уйушмилири федератсийәси тәрипидин елан қилинған байанатта, 25-феврал (2024) да натийабани шәһиридики бир җамәгә, кимлики намәлум қораллиқ кишиләрниң һуҗум қилғанлиқи билдүрүлди.

2108368
буркина фасониң шәрқидә бир җамә һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасо ислам уйушмилири федератсийәси байанат елан қилип, натийабани шәһиридики җамәгә қилинған һуҗумда, имамни өз ичигә алған 14 кишиниң қаза қилғанлиқи уқтурулди.  

буркина фасониң шәрқидики ессаканә шәһиридә 25-феврал бир черкавға йәкшәнбилик диний паалийәт җәрйанида қилинған һуҗумдиму 15 киши қаза қилған иди.

буркина фасода 2015-йили йүз бәргән бихәтәрлик киризиси нәтиҗисидә, 2 милйондин артуқ киши өй-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болди.

һөкүмәтниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, бу кишиләрдин пәқәт 120 миң нәпирила өз йуртлириға қайталиған.

 

баш министираполлинайре җочемсон кйелем детамбела өткән йили (2023) қилған бир қетимлиқ сөзидә, дөләт земининиң %65 ниң дөләтниң контроллуқида икәнликини билдүргән иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر