америка билән әнглийә һудәйдә бомбардиманини көпәйтти

йәмәндә иран қоллаватқан хусийлар америка билән әнглийәниң һудәйдә шәһирини бәш қетим һавадин бомбардиман қилғанлиқини елан қилди.

2107789
америка билән әнглийә һудәйдә бомбардиманини көпәйтти

түркийә авази радийоси хәвири: хусийларниң «әлмәсирә» телевизийәси америка вә әнглийә айропиланлириниң һудәйдә шәһиригә қарашлиқ әссалиф наһийәсиниң расиса районини бәш қетим бомбардиман қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бомбардиманда өлүм-йетим һадисиси көрүлүп-көрүлмигәнлики тоғрисида мәлумат берилмиди.

һудәйдә узун деңиз қирғиқиға игә болуп, шәһәрдә истратегийәлик әһмийәткә игә үч порт бар. бу үч портниң бири хусийлар контрол қиливатқан әссалиф районида.

америка билән әнглийә хусийларниң қизил деңизда исираилийә парахотлири вә иттипақдашлирини нишан қилған һуҗумлириға җавабән һудәйдә шәһиригә қаратқан һәрикәтлирини көпәйтти.

хусийлар 25-феврал (2024) америка вә әнглийә айропиланлириниң санаани өз ичигә алған үч шәһәргә 25 қетим һава һуҗуми қилғанлиқини, һуҗумларда бир кишиниң җенидин айрилип, алтә кишиниң йариланғанлиқини елан қилған иди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар 31-өктәбир (2023) дин тартип исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җаваб қайтурушни сәвәб қилип, йәмән деңиз тәвәликидә исираилийә ширкәтлиригә четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилишни башлиған иди.

америка һәрбий қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә учқуларниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

нурғун хәлқаралиқ деңиз тиранспорт ширкәтлири хусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминән %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر