венгирийә шиветсийәниң натоға қетилиш һөҗҗитини тәстиқлиди

венгирийә парламенти шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға киришини тәстиқлиди.

2107758
венгирийә шиветсийәниң натоға қетилиш һөҗҗитини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә парламенти түнүгүн йиғин чақирип, шиветсийәниң натоға кириш илтимасини тәстиқлиди؛ парламентниң тор бетидә елан қилинған хәвәргә қариғанда, һәл қилғуч беләт ташлашта 188 вәкил қоллап, 6 вәкил рәт қилип беләт ташлиған, 4 вәкил аваз қатнаштуруштин ваз кәчкән.

шиветсийә һөкүмити венгирийәниң бу қарари билән бирликтә, натоға әза барлиқ дөләтләрниң тәстиқини алған болди.

нато баш катипи йенс столтенберг венгирийә парламентиниң шиветсийәниң натоға киришини тәстиқлиғанлиқини «қарши алидиғанлиқи»ни билдүрди.

столтенберг иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида учур һәмбәһриләп: «шиветсийәниң әзалиқи һәммимизни техиму күчлүк, техиму бихәтәр қилиду» деди.

столтенберг венгирийә парламентиниң шиветсийәниң натоға киришини тәстиқлиғанлиқини қарши алидиғанлиқини тәкитлиди вә шиветсийәниң натониң 32-иттипақдиши болидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر