һамас: бушнелниң өлүмигә байдин җавабкар

америка дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон, бәшбурҗәклик бина) билән һамас һава армийә әскири ейрон бушнел (AaronBushnell) ниң өлүми тоғрисида байанат елан қилди.

2107893
һамас: бушнелниң өлүмигә байдин җавабкар

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи һава армийәсиниң әскири ейрон бушнел (AaronBushnell) ниң пәләстиндики ирқий қирғинчилиққа шерик болмайдиғанлиқини ейтип өзигә от қойғанлиқи тоғрисида «тирагедийәлик вәқә» дәп байанат елан қилди. һамас болса, бу вәқәгә америка пирезиденти җо байдинниң җавабкар икәнликини билдүрди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси патрик рйдер (Patrick Ryder): «америка һава армийәси әскири ейрон бушнелниң өлүминиң тоғриланғанлиқини билимән. бу бир тирагедийәлик вәқә. униң аилисигә матәм билдүримиз» деди.

у америка исираилийәни тәминлигән қорал-йарағларниң ғәззәдә пуқраларға қарши қоллинилишиниң америка әскәрлирини биарам қилидиған йаки қилмайдиғанлиқи тоғрисидики соалға: «исираилийәни <тәврәнмәс> шәкилдә давамлиқ қоллаймиз. исираилийәгә ғәззәдә пуқраларниң бихәтәрлики вә инсанпәрвәрлик йардимигә диққәт қилиши тоғрисидики тәләплиримизниму давамлиқ йәткүзимиз» дәп җаваб бәрди.

һамасму америка һава армийә әскири ейрон бушнелниң өзигә от қойғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, «пәләстин хәлқигә қарши йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ урушида исираилийәни қоллаш сийасити сәвәбидин америка һава армийә әскириниң учқучиси ейрон бушнелниң өлүмигә пүтүнләй пирезидент җо байдин җавабкар» дейилди.

бушнелниң ғәззәдә пәләстин хәлқигә йүргүзүлүватқан «сийонист қәтлиам вә етниң тазилаш» ни айдиңлаштуруш үчүн «һайатини пида қилғанлиқи» әскәртилгән байанатта, бушнелниң аилиси вә достлириға тәзийә тиләклири билдүрүлди.

америка һава армийәсидә актип вәзипә өтәватқан 25 йашлиқ бушнел исираилийәниң вашингтондики әлчиханиси алдида: «әмди ирқий қирғинчилиққа қатнашмаймән, мән һазир бир қәдәр еғир наразилиқ билдүрмәкчимән, әмма пәләстинликләрниң ишғалчиларниң қолида баштин кәчүрүватқанлириниң алдида мениң бу һәрикитим чоң иш әмәс» дәп үнлүк товлиғандин кейин, бешидин төвәнгичә бензин чечип от қойған иди. у таки нәпси тохтиғичә «пәләстингә әркинлик!» дәп қайта-қайта товлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر