хирошимадин тепилған вә атом партлишда ерип кәткән қол саити 31113 долларға сетилди

йапонийәниң хирошима шәһиригә 1945 - йили ташланған атом бомбисиниң қалдуқлиридин тепилған вә ерип кәткән қол саити 31 миң 113 долларға сетилди.

2107008
хирошимадин тепилған вә атом партлишда ерип кәткән қол саити 31113 долларға сетилди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң бостондики RR ким артуқ сетиш мәркизидә, хирошима харабисидин тепилған һәмдә атом бомбисиниң партлаш вақти 08:15 тә тохтап қалған вә ерип кәткән қол саити 31 миң 113 долларға сетилди.

саәтни сетивалған херидарниң исми ашкариланмиди.

RR ким артуқ сетиш мәркизиниң байанатида: «бу даңлиқ қол саәт йадро дәвриниң әтигининиң бәлгиси вә мәдәнийәтниң қараңғулуқиниң бешарити» дейилди.

саәт шәһәрни җиддий қутқузуш буйумлири билән тәминләш үчүн хирошимаға барған әнглийәлик бир әскәр тәрипидин тепилған иди.

2017 - йили нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән шивийетсарийәдә турушлуқ хәлқара йадро қораллирини йоқитиш һәрикити (ICAN) бу саәтниң сетилишиға қарши чиққан иди.

тарихий савақларни өз ичигә алған бир буйумдин кишиләрниң маддий мәнпәәт үндүришиниң тоғра болмайдиғанлиқи сәвәбидин, қол саитиниң ким артуқ сетиш тизимликидин чиқириветилиши тәләп қилинған иди.

америка 1945 - йили 8 - айниң 6 - күни хирошимаға тарихтики тунҗи атом бомбисини ташлиған болуп, шәһәрниң %90 и вәйран болған вә дәсләпки дәқиқиләрдила 80 миң киши қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر