әнглийә русийәгә қарши йеңи ембарго йүргүзиду

әнглийә украинани ишғал қилиш уруши башлиғанлиқиға икки йилни тошқузған русийәгә қарши муһим кирим мәнбәлирини нишан қилған ембарго йүргүзидиғанлиқини җакарлиди.

2106387
әнглийә русийәгә қарши йеңи ембарго йүргүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә ташқи ишлар вазарити украина-русийә уруши башланғанлиқиға икки йил тошуштин икки күн илгири байанат елан қилип, русийәгә қарши 50 дин артуқ шәхс вә идарә-органларни нишан қилған йеңи ембарго йүргүзидиғанлиқини билдүрди.

байанатта, ембарголарниң әнглийәниң украинаға болған тәврәнмәс қоллишини намайан қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, ембарголарниң ракета етиш системилири, башқурулидиған бомба вә партлатқуч қатарлиқ оқ-дора билән тәминлигүчиләргә бесим қилидиғанлиқи, русийәниң муһим кирим мәнбәлириниму нишан қилидиғанлиқи, метал, алмас вә енергийә содилириға чәклимә қойуп, пул-муамилә мунасивәтлириниму һәр нуқтидин үзүп ташлайдиғанлиқи билдүрүлди.

әнглийә ташқи ишлар вәзири давид камерон бу һәқтә тохтилип: «хәлқара иқтисадий бесим, русийәниң бу қанунсиз ишғални иқтисадий җәһәттин қоллийалмайдиғанлиқини билдүриду. ембарголиримиз путинни уруш үчүн еһтийаҗлиқ болған иқтисадий мәнбәләрдин мәһрум қалдуриду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر