истихбарат идариси сүрийәдә террорчиларниң бир каттибешини уҗуқтурди

истихбарат идариси (MİT) сүрийәниң қамишли районида нуқтилиқ һәрикәт елип берип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң аталмиш ​​каттибашлиридин бири болған мурат атәшни уҗуқтурди.

2105924
истихбарат идариси сүрийәдә террорчиларниң бир каттибешини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, түркийә истихбарат идариси тәрипидин вәзипигә тәйинләнгән алаһидә әтрәт узундин буйан йеқиндин көзитиватқан әсли исми «рәнас амәд» вә шфирлиқ исми «мурат атәш» болған террорчини уҗуқтуруш үчүн бир қетимлиқ чақмақ һәрикити елип барған.

террорчи атәш сүрийәниң қамишли шәһиридә елип берилған чақмақ һәрикәттә уҗуқтурулған.

террорлуқ тәшкилати п к к ға 2014 - йили йавропадин қетилған террорчи атәш, 2014-йилдин 2016-йилғичә болған мәзгилдә ирақниң қандил, авашин вә гара районлирида һәмдә сүрийәдә қораллиқ паалийәтләр билән шуғулланған.

террорист атәш бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң қанунсиз пул йөткәш ишлириға мәсул аталмиш каттибашлиридин бири иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر