путин: биз аләмгә йадро қорали орунлаштурушқа қарши

русийә пирезиденти владимир путин аләмгә йадро қорали орунлаштурушқа қарши икәнликлирини билдүрди.

2105259
путин: биз аләмгә йадро қорали орунлаштурушқа қарши

үркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин москвада дөләт мудапиә министири сергей шойгу билән йиғин өткүзгәндин кейин, байанат елан қилди.

у русийә армийәсиниң донетск районидики авдийивка шәһирини «мувәппәқийәтлик һалда» қолға киргүзгәнликини әскәртип, кринки дәп атилидиған туралғу райониниңму контроллуқ астиға елинғанлиқини қәйт қилди.

у украина мәсилисидә музакирә өткүзүшни рәт қилмиғанлиқлирини билдүрүп: «биз һәр қачан музакирә өткүзүшни қоллап кәлдуқ. дийалогни үзмигәнликимизни йүзләрчә қетим ейттим. әслидә украина лондон билән вашингтонниң бивастә йолйоруқи билән дийалогни тохтитип қойди» деди.

у америка таратқулирида елан қилинған «русийә аләмгә йадро қорали орунлаштурушни пиланлаватиду» дегән хәвәрләр үстидә тохтилип, мундақ деди:

«бизниң мәйданимиз наһайити рошән вә очуқ-ашкара. аләмгә йадро қорали орунлаштурушқа баштин-ахир қарши туруп кәлдуқ. бу саһәдә түзүлгән барлиқ келишимләргә бойсунушнила әмәс, бәлки ортақ бирликтә ишлинидиған хизмәтләрни күчәйтишни бир қанчә қетим тәклип қилдуқ.»

дөләт мудапиә министири сергей шойгу русийәниң аләмгә йадро қорали орунлаштуруш пилан-лайиһәсиниң йоқлуқини тәкитләп: «буни уларму (америка) билиду, шундақтиму вараң-чуруң пәйда қиливатиду. пәқәт украина үчүнла әмәс, бәлки русийәни истратегийәлик җәһәттин йиңиш үчүн авам палата вә кеңәш палата әзалирини қорқитип, хамчот аҗритишни халайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر