киристерсон венгирийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду

шиветсийә баш министири улф киристерсон 23-феврал венгирийәгә берип, дөлитиниң шималий атлантик әһди тәшкилати —натоға әза болушиға алақидар мәсилиләр тоғрисида сөһбәтлишиду.

2105482
киристерсон венгирийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә һөкүмити байанат елан қилип, зийарәтниң шиветсийәниң натоға әза болуш мусаписидә һәққидә сөһбәтлишиш һәмдә венгирийә билән шиветсийәниң бихәтәрлик вә мудапиә саһәсидики һәмкарлиқини күчәйтишни мәқсәт қилидиғанлиқини уқтурди.

игилинишичә, киристерсон билән венгирийә баш министири вектор орбанниң сөһбәтләрдин кейин, қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзидикән.

венгирийәдә һакимийәт йүргүзүватқан фидез партийәси (венгирийә пуқралар бирләшмиси) түнүгүн парламентқа шиветсийәниң натоға әза болуши мәсилисини авазға қойуш тәклипини сунғаниди.

түркийә шиветсийәниң натоға әза болушини тәстиқлиғандин кейин, алақидар тәрәпләрниң нәзири венгирийәгә буралди.

венгирийә баш министири орбан 23-йанвар иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида учур һәмбәһриләп, «шиветсийәниң натоға әза болуши мәсилисини музакирә қилиш үчүн, баш министир улф киристерсонни венгирийәни зийарәт қилиши үчүн тәклипнамә әвәттим» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر