г7 дөләтләр гуруһи рәһбәрлири24 - февралда син йиғини өткүзиду

г7 рәһбәрлириниң италийәниң нөвәтчи рәислики мәзгилидики тунҗи учришиш йиғини 24 - февралда син йиғини шәклидә өткүзүлиду.

2105112
г7 дөләтләр гуруһи рәһбәрлири24 - февралда син йиғини өткүзиду

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка, германийә, канада, франсийә, әнгилийә, италийә вә йапонийәдин тәркиб тапқан г7 дөләтләр гуруһи рәһбәрлири йиғининиң русийә-украина уруши башланғанлиқиниң 2 – йиллиқи мунасивити билән 24 - февралда син йиғини шәклидә өткүзүлидиғанлиқи елан қилинди.

италийә баш министирлиқиниң йазма байанатида, г7 рәһбәрлириниң италийәниң нөвәтчи рәислики мәзгилидики тунҗи учришиш йиғининиң 2022-йили 24 – февралда башланған русийә-украина урушиниң 2 – хатирә йиллиқида син йиғини шәклидә өткүзидиғанлиқи билдүрүлди.

италийә баш министири гиоргийа мелониниң рийасәтчиликидә өткүзүлидиған йиғинға украина пирезиденти виладимир зеленскийниңму қатнишиши мөлчәрләнмәктә.

италийәниң нөвәтчи рәислики астида йүзтуранә өткүзүлидиған г7 рәһбәрлири йиғини болса, 13 – вә 15 - ийун күнлири италийәниң шәрқий җәнубидики пуглийа районида өткүзүлидиған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر