һамас әсир алмаштуруш үчүн үч шәрт қойди

һамас исираилийә билән әсир алмаштуруш үчүн үч шәрт барлиқини оттуриға қойуп, байанат елан қилди.

2104555
һамас әсир алмаштуруш үчүн үч шәрт қойди

түркийә авази радийоси хәвири: һамас уруш тохтимай туруп әсир алмаштуруш келишимини қобул қилмайдиғанлиқлирини билдүрүп, исираилийә билән әсир алмаштуруш үчүн тел авиз һөкүмитиниң ғәззәәә қиливатқан һуҗумини тохтитиши, ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йәткүзүлүшигә капаләтлик қилиши вә түрмиләрдики пәләстинлик мәһбусларни қойуп беришни шәрт қилди.

һамас сийасий бийороси әзаси халил әлһаййә телеграм адресида: «исираилийәлик әсирләрни қойуп беришниң үч шәрти бар. биринчи, хәлқимизгә инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүлүши вә хәлқимизниң турмушиниң нормал һалға қайтиши. иккинчи, ғәззәгә қилиниватқан һуҗумларниң тохтиши. үчинчи, исираилийә түрмилиридики 10 миң мәһбусниң қойуп берилишини капаләткә игә қилидиған һәқиқий әсир алмаштуруш» деди.

у исираилийәниң ғәззәдин йаки ғәззәниң бир қисмидин чекинишни рәт қилғанлиқини, йурт-маканлиридин қоғланғанларниң қайтип келишигә рухсәт қилинмиғанлиқини вә һуҗумларниң ахирлишишиға мунасивәтлик һечқандақ иҗабий бешарәтләрни бәрмигәнликини әскәртип, сөзини мундақ давамлаштурди:

«исираилийә һазирғичә йетәрлик йардәмләрниң йәткүзүлүшигәм дохтурханиларниң, навайханиларниң вә ул-әслиһәләрниң ремонт қилиниши тоғрисида һечқандақ капаләт бәрмиди. чедирларда турушқиму ениқ рухсәт қилмиди. ундақта, биз қайси мәсилиләрдә келишим түзимиз? исираилийә һамасниң тәләплириниң еғир икәнликини илгири сүрүп, йаки башқа гәпләрни қилип һәқиқәтни йошурушқа тиришиватиду.»

тел авив һөкүмити билән һамас оттурисида йеңи әсир алмаштуруш келишими рамкисида, мисир пайтәхти қаһирәдә 13-феврал йиғин өткүзүлгән болуп, америка, қатар вә мисир вәкиллири қатнашқан, исираилийә болса вәкил әвәтишни рәт қилған йиғиндин һечқандақ нәтиҗә чиқмиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر