гебрейус: дунйа йеңи бир йуқумға тақабил турушқа тәййар әмәс

дунйа сәһийә тәшкилати баш директори тедрос аданом гебрейус дунйаниң йеңи бир йуқумға тәййар әмәсликини ейтти.

2104815
гебрейус: дунйа йеңи бир йуқумға тақабил турушқа тәййар әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: гебрейус CNN ниң сөһбәт пирограммисида сөз қилип, йеңи бир йуқум (ковид-19) вә униңдин кейинки әһваллар тоғрисида тохталди.

гебрейус ковид-19 йуқуми мәзгилидики учурдин тәң бәһрилиниш вә өзара маслишиштики сақлиниватқан мәсилиләрниң һелиһәм давам қиливатқанлиқини оттуриға қойуп, дунйаниң йеңи бир йуқумлуқ кесәлликкә тақабил турушқа тәййар әмәсликини қәйт қилди.

гебрейус барлиқ дөләтләрни ваксина вә дора қатарлиқ йуқумға қарши турушта ишлитилидиған қорал вә муһим учурларни ортақлишишқа қолайлиқ йаритиш үчүн «тарқилишчан зукам келишими» имзалашқа чақирип: «көрүп туруватқинимиздәк, системимизда кәмтүклүкләр бар. әгәр бирәр иш йүз бәрсә, тәййарлиқимиз болмиғачқа, һәр қандақ иш йүз бериши мумкин. әмма биз буниңға дәрһал арилишип, зийанни әң төвән чәккә чүшүрәләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر