америкада бир өйдә партлаш йүз берип, 1 киши қаза қилди вә 13 киши йариланди

американиң виргинийә иштатида, бир өйдә йүз бәргән партлашта 1 нәпәр от өчүрүш хадими қаза қилип, 13 киши йариланди.

2103763
америкада бир өйдә партлаш йүз берип, 1 киши қаза қилди вә 13 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: «нйуйорк вақит гезити» ниң хәвиригә асасланғанда, виргинийә иштатиға қарашлиқ стерлиң шәһири от өчүрүш әтрити шу йәрниң вақти 19:40 дә тәбиий газ чиқип кәткәнликигә даир хәвәр кәлгән өйгә йетип берип, отни очурушни башлиған.

лодун наһийәлик от өчүрүш идариси байанатчиси лавра ринхарт әтрәтниң газ чиқип кәткәнликини байқиғанлиқини вә хәтәрлик материйал мутәхәссислиридин йардәм тәләп қилғанлиқини билдүрди.

от өчүрүш идариси муавин башлиқи җеймис виллийамис от өчүрүш хадимлири өйниң ичидики чағда партлаш йүз бәргәнликини ейтти.

сәһийә хадимлири партилашта 1 нәпәр от өчүрүш хадиминиң қаза қилғанлиқини вә 11 нәпәр от өчүрүш хадимини қошқанда җәмий 13 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

газниң чиқип кетиш сәвәби һәққидә тәкшүрүшләр давамлашмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر