һувәйҗ: «әрдоған билән сисиниң учришиши ливийәниң тездин қайта қурулушиға төһпә қошиду»

ливийә иқтисад вә сода министири муһәммәд әли әл һувәйҗ җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән мисир пирезиденти абдулфәттаһ әл сисиниң учришишиниң ливийәниң тездин қайта қурулушиға төһпә қошидиғанлиқини ейтти.

2103825
һувәйҗ: «әрдоған билән сисиниң учришиши ливийәниң тездин қайта қурулушиға төһпә қошиду»

түркийә авази радийоси хәвири: муһәммәд әли әл һувәйҗ мисирниң әл шәмс телевизийә қанилиға бәргән байанатида, өзлириниң әрдоған билән сисиниң учришишидин хушал болғанлиқини билдүрди.

муһәммәд әли әл һувәйҗ түркийә билән мисирниң ливийәниң тарихи вә иқтисадий җәһәттики икки шерики икәнликини тилға елип, әрдоған билән сисиниң учришиши шундақла түркийә вә мисир ширкәтлириниң учришишиниң ливийәниң тез тәрәққий қилиши вә қайта қурулушиға төһпә қошидиғанлиқини тәкитлиди.

муһәммәд әли әл һувәйҗ: «уларниң һәммисиниң тәҗрибиси вә йошурун күчи бар, биз уларниң һәммисидин пайда алалаймиз» деди.

әрдоған 14 - февралдики мисир зийарити даирисдә, сиси билән көрүшкән болуп, учришишта ливийә мәсилиси шундақла икки дөләтниң мунасивәтлири музакирә қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر