гебрейус ғәззәдә қоршав астидики насир дохтурханисиниң әһвали үстидә тохталди

дунйа сәһийә тәшкилатиниң баш директори тедрос аданом гебрейус ғәззәниң җәнубидики хан йунус шәһиридә узундин буйан исраилийә әскәрлириниң қоршавида туриватқан насир дохтурханисиниң әмдиликтә мулазимәт қилалмайдиған һалға келип қалғанлиқини билдүрди

2103846
гебрейус ғәззәдә қоршав астидики насир дохтурханисиниң әһвали үстидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: гебрейус өзиниң X иҗтимаий таратқу һесабидики йазмисида, түнүгүн вә алдинқи күни дунйа сәһийә тәшкилати әтрити билән шериклириниң йеқилғу йәткүзүп бериш үчүн дохтурханиға барғанлиқини, лекин дохтурханиниң әһвали вә давалаш еһтийаҗини көздин кәчүрүш үчүн әтрәтниң киришигә исраилийә әскәрлириниң рухсәт қилинмиғанлиқини уқтурди.

гебрейус: «насир дохтурханиси һуҗум вә бир һәптидин буйан давамлашқан қоршавдин кейин, әмдиликтә мулазимәт қилалмайдиған һалға келип қалди» деди һәмдә дохтурханида һазирму 200 гә йеқин бимарниң барлиқини, улардин кәм дегәндә 20 бимарниң җиддий қутқузуш мулазимитигә еришиши үчүн башқа дохтурханиларға йөткилиши керәкликини тәкитлиди.

гебрейус бимарларниң башқа доитурханиға йөткилиши җәһәттики кечикишләрниң бәдәлини өлүмлири билән төләйдиғанлиқини әскәртип, бимарларға вә дохтурханиға йетип беришниң асанлаштурилиши керәкликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر