йапонийә шәрқий җәнубий асийадики төт дөләткә йардәм қилиду

йапонийә хәлқара һәмкарлиқ агентлиқи (JICA) җәнубий деңизда бихәтәрликни күчәйтиш мәқситидә шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи (ASEAN) ға әза төт дөләтни 10 йил бойичә деңиз бихәтәрлики йардими билән тәминләшни пиланлиди.

2103267
йапонийә шәрқий җәнубий асийадики төт дөләткә йардәм қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға әза төт дөләткә 10 йил бойичә деңиз бихәтәрлики йардими қилишни пиланлиди. буниңға асасланғанда, җәнубий деңизниң бихәтәрликини күчәйтиш үчүн шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға әза һиндонезийә, малайшийа, филиппин вә вийетнамға деңиз-окйан бихәтәрлики саһәсидә 10 йил йардәм беридикән.

тәпсилий мәзмуни 2025-йили мартта елан қилиниши пиланланған йардәм лайиһәсидә, йапонийә тилға елинған дөләтләрни һәр хил учқу, радар үскүнилири вә чарлаш парахоти қатарлиқ бихәтәрлик саһәсидә иқтидарини күчәйтидиған йардәмләр билән тәминләйду.

шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға әза дөләтләр вә йапонийә һөкүмити, декабир (2023) да өзара мунасивәт орнитилғанлиқиниң 50-йиллиқи мунасивити билән достлуқ вә икки тәрәп һәмкарлиқини ашуруш мәқситидә, пайтәхт токйода рәһбәрләр йиғини өткүзгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر