сиси: мисир билән түркийә ғәззә мәсилисидә йахши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәләйду

мисир пирезиденти абдулфәттаһ әссиси: «мисир билән түркийә ғәззә мәсилисидиму қолни қолға тутушуп интайин йахши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәләйду» деди.

2102645
сиси: мисир билән түркийә ғәззә мәсилисидә йахши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәләйду

түркийә авази радийоси хәвири: мисир пирезиденти абдулфәттаһ әссиси рәсмий дөләт шилири зийаритидә болуш үчүн қаһирәгә йетип кәлгән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән бирликтә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.

у җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң аридин 10 йилдин артуқ вақит өткәндин кейин мисирни зийарәт қилғанлиқидин хушаллиқ һес қилғанлиқини билдүрүп: «икки дөләт оттурисида йеңи сәһипә ачимиз» деди.

у рәҗәптаййип әрдоған билән ғәззәниң нквәттики вәзийитини музакирә қилғанлиқлирини әскәртип: «ғәззәдә дәрһал уруш тохтитилиши вә ғәрбий қирғақтики кәскин вәзийәтниң пәсәйтилиши мәсилисидә, түркийә җумһур рәиси билән охшаш пикирдимән» деди.

у түркийә билән өзара һәмкарлиқ орнитишни тәкитләп: «мисир билән түркийә ғәззә мәсилисидиму қолни қолға тутушуп интайин йахши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәләйду» деди.

у мисир-түркийә мунасивәтлири үстидиму тохталди вә мундақ деди:

«пат йеқиндики нишанимиз, түркийә билән 15 милйард долларлиқ сода омумий һәҗимини әмәлгә ашуруш.»

у рәҗәп таййип әрдоғанниң өзини түркийәгә тәклип қилғанлиқини билдүрүп: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң апрел ейида түркийәни зийарәт қилиш тәклипини сәврсизлик билән күтмәктимән» деди.

у ахирида мундақ деди:

«мисир түркийәниң африқадики биринчи номурлуқ сода шерики, түркийәму мисир екиспортида муһим орунда туридиған дөләт. районда күчлүк тәсиргә игә бу икки дөләтниң тинчлиқ вә муқимлиқниң әмәлгә ешишида муһим рол ойнийалайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر