гутеррес килимат өзгиришиниң ачарчилиқ вә урушларни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини ейтти

б д т баш катипи антонийо гутеррес: «2022-йилда килимат вә тоқунуш, 174 милйон киши үчүн йемәк-ичмәк бихәтәрликиниң асаслиқ сәвәблири сүпитидә оттуриға чиқти» деди.

2101961
гутеррес килимат өзгиришиниң ачарчилиқ вә урушларни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи антонийо гутеррес б д т хәвпсизлик кеңишидә өткүзүлгән «килимат өзгиришиниң йемәк-ичмәк бихәтәрликигә көрситидиған тәсири» намлиқ йуқири дәриҗилик әмәлдарлар қатнашқан йиғинда сөз қилди.

у йәр шаридики йемәк-ичмәк киризисиниң дунйадики әң намрат кишиләргә қорқунчлуқ ачарчилиқ елип келидиғанлиқини әскәртип, килимат киризисиниң әҗәллик күч билән тезлишиватқанлиқини билдүрди.

у өткән йили (2023) тарихтики әң иссиқ бир йил болғанлиқини, бу хил шәрт-шараитларниң тинчлиқни бузидиғанлиқини вә ачарчилиқниң қалаймиқанчилиқ кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини байан қилди.

у килимат апәтлири вә тоқунушларниң баравәрсизликни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини, турмуш шараитлирини қийинлаштуруветидиғанлиқини вә кишиләрни йурт-маканлиридин айрилишқа мәҗбур қилидиғанлиқини тәкитләп: «шуниң билән бир вақитта, килимат вә тоқунуш йәршари килимат киризисини кәлтүрүп чиқириду. уруш болған җайларда ачарчилиқ һөкүмран болиду» деди.

у килимат қалаймиқанчилиқиниң дунйа миқйасида йемәк-ичмәк ишләпчиқиришиға пассип тәсир көрситидиғанлиқини тилға елип мундақ деди: «2022-йили килимат вә тоқунуш 174 милйон кишиниң җиддий йемәк-ичмәк бихәтәрликиниң асаслиқ сәвәблири сүпитидә оттуриға чиқти.»  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر