йапонийә көздә тутқан қайси дөләт?

йапонийә вә башқа тинч окйандики арал дөләтлири район һалитини зорлуқ күч вә бир тәрәплимилик билән өзгәртишкә қаттиқ инкас қайтурғанлиқини ейтти.

2101413
йапонийә көздә тутқан қайси дөләт?

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ташқи ишлар вәзири камикава йоко фиҗи пайтәхти сувада «тинч окйан араллири мунбири» гә әза болған 18 дөләтниң министирлири вә йуқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшти.

у көрүшүштә, йапонийә вә башқа тинч окйандики арал дөләтлири район һалитини бесим вә бир тәрәплимә һалда зорлуқ күч билән өзгәртиш урунушлириға қаттиқ инкас қайтурди.

у «қаидә-пиринсипни асас қилған хәлқара тәртипниң муһимлиқи» ни алаһидә тәкитләп, йапонийәниң «истратегийәлик әһмийәткә игә тинч окйандики арал дөләтлирини изчил қоллайдиғанлиқи» ни билдүрди.

көрүшүштә йәнә, ийул (2024) да өткүзүлүши пилан қилинған тинч окйан арал дөләтлири рәһбәрләр йиғини (PALM) ниң тәййарлиқлириниму музакирә қилинди.

ташқи ишлар вәзири камикава йиғин үстидә тохтилип: «тинч окйан дөләтлириниң еһтийаҗини һәл қилиш үчүн, болупму килимат өзгириши вә деңизчилиқ ишлиридики қийинчилиқларни йиңиштә бирликтә тиришчанлиқ көрситимиз» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر