исираилийәдә хәлқ иккигә айрилди

исираилийәдә «ашқун оңчилар ғәззәдә һамас билән , әсир аилилири » деди.

2100056
исираилийәдә хәлқ иккигә айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийәдә тәхминән миң кишилик ашқун оңчи бир гуруппа, ғәрбий қуддустики парламент бинаси алдида топланди.

һамас билән исраилийә оттурисида ғәззәдә уруш тохтитиш вә өзара әсир алмаштурушни көздә тутқан келишимгә қарши чиққан намайишчилар, «һамасқа һәрбий җәһәттин қилинған бесимла әсирләрни елип келәләйду», «нетанйаһу, биз сиз билән биллә, ғәлибә қилиң», «һамас үчүн йеқилғу йоқ» дәп шоарлар йезилған лозункиларни, исраилийә байриқи вә исраилийә армийәсиниң ғәззәдики земинини ишғал қилиш җәрйанида җенидин айрилған әскәрләрниң рәсимини көтүрүвалди.

исраилийә мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, исраилийәлик әсирләрниң онларчә туғқанлири вә қоллиғучилири пайтәхт тел авивға йиғилип, һөкүмәтни ғәззәдә уруш тохтитишқа, өзара мәһбус алмаштуруш келишими үчүн тиришишқа чақирған.

намайишчилар ғәззәдики исираилийәлик әсирләрниң рәсимлирини вә «вақит ахирлишиватиду» дәп шоар йезилған лозункиларни көтүрди.

һамасниң қолида бәзилири исираилийәниң бомбардиманлирида җенидин айрилған 136 исираилийәлик әсир вә җәсәтләрниң барлиқи тәхмин қилинмақта.

билдүрүлишичә, һамас ғәззә районида һәр бири 45 күн давамлишидиған үч басқучлуқ мәһбус алмаштуруш вә уруш тохтитиш пиланини қобул қилған.

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу һамасниң тәлипини қобул қилмайдиғанлиқлирини вә армийәни ғәззәниң җәнубидики рәфаһ шәһиригә һуҗум қилишқа тәййарлиқ қилиш тоғрисида пәрман чүшүргәнликини ейтқан иди.

исраилийә армийәси 1 милйон 400 миңға йеқин мәҗбурий көчүрүлгән пәләстинлик панаһлиниватқан рәфаһ шәһиригә һава һуҗуми қилди.

исраилийәниң 7-өктәбир (2023) дин башлап ғәззә райониға қилған һуҗумида, кәм дегәндә 12 миң бала вә 8 миң 190 айални өз ичигә алған 27 миң 840 пәләстинлик җенидин айрилди, 67 миң 317 адәм йариланди.

харабилик астида миңлиған кишиниң җәситиниң барлиқи хәвәр қилинмақта. йәнә бир тәрәптин, хәлқ панаһлиниватқан дохтурхана вә маарип орунлириму бомбардиман қилинип, ул-әслиһәләр вәйран қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر