ирақ бирләшмә қисимниң чекинишни тәләп қилди

ирақ армийәси америка башчилиқида даешқа қарши қурулған бирләшмә қисимни «муқимлиқни бузғучи амил» дәп қарап,«америка хәлқаралиқ қанунларға һөрмәт қилмай очуқ-ашкара сүйиқәст һәрикәтлирини әмәлгә ашурди» дәп байанат елан қилди.

2099883
ирақ бирләшмә қисимниң чекинишни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ армийәси американиң 7-феврал (2024) кәчтә, ирақ пайтәхти бағдадтики шиә қораллиқ күчлири катиб һизбуллаһни нишан қилған учқу һуҗумидин кейин, байанат елан қилди.

байанатта, американиң ирақтики вәзиписини ахирлаштуруш мәҗбурийитиниң «илгирики һәр қандақ вақиттикидин зөрүр» икәнлики оттуриға қойулди.

америка башчилиқида ирақтики террорлуқ тәшкилати даешқа қарши қурулған бирләшмә қисимниң «муқимлиқни бузғучи амил» дәп қаралған байанатта, «бу әһвал, муқимлиқни бузғучи амилға айланған вә ирақни ички тоқунушқа иттиргән бирләшмә қисимниң вәзиписини ахирлаштурушқа һәр қандақ вақиттикидин бәк мәҗбур қилмақта. қораллиқ қисимлиримиз асасий қанундики мәсулийити вә вәзиписигә сәл қаримайду» дейилди.

бу җәрйанда, ирақ билән америка оттурисдики «бирләшмә қисимниң ирақтин чекиниши» гә мунасивәтлик йиғинниң, икки күндин кейин өткүзүлидиғанлиқи елан қилинди.

ирақ ташқи ишлар министирлиқи «икки тәрәп алий һәрбий кеңәш рамкисида музакирәләрни давамлаштуруш тоғрисида келишти» дәп байанат елан қилди.

ирақ 25-йанвар (2024) террорлуқ тәшкилати даешқа қарши қурулған бирләшмә қисимниң вәзиписини ахирлаштуруш вә бирләшмә қисимни қәдәмму қәдәм азайтиш үчүн вақит җәдвели түзүш тоғрисида вашингтон билән келишим түзүлгәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر