украинада пирезидентлиқ сайлими кечиктүрүлди

украина парламенти 6-феврал (2024) русийәниң ишғали давамлишиватқанлиқи үчүн пирезидент володимир зеленскийниң дөләт ичидә йүргүзүлүватқан җиддий һаләтниң муддитини узартиш қарарини тәстиқлиди.

2098943
украинада пирезидентлиқ сайлими кечиктүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: украина парламентида 2022-йили 24-феврал йолға қойулған җиддий һаләтниң муддитини узартиш қанун тәклипи авазға қойулди. қанун тәклипи 335 авазниң қоллиши билән мақулланди.

украинадики сийасий партийәләр уруш сәвәбидин җиддий һаләтни бикар қилишни қоллимиди. җиддий һаләт муддитиниң узартилиши, март ейида өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимини кечиктүрүш мәнисини билдүриду. буниң билән, бәш йиллиқ вәзипә өтәш муддити май ейи (2024) да тошидиған пирезидент володимир зеленскийниң вәзиписи аптоматик узартилиду. украина қанунлири бойичә, сайламлар җиддий һаләт ахирлашқанда өткүзүлиду.

украина парламенти келәр һәптә сәпәрвәрлик қанун тәклипини музакирә қилиду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر