аргентина тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткәйду

аргентина пирезиденти хәвийер милей исираилийә пайтәхти тел авивдики әлчиханини қуддусқа йөткәшни халайдиғанлиқини билдүрди.

2098752
аргентина тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткәйду

түркийә авази радийоси хәвири: аргентина пирезиденти хәвийер милей  исираилийә зийарити давамида аргентинаниң тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткәшни халайдиғанлиқини билдүрди.

исираилийә ташқи ишлар министири йирсаел катз аргентина пирезиденти хәвийер милейни тел авивдики гурийон айродурумида күтүвалди вә исираилийәни қоллиғанлиқи һәмдә әлчиханини қуддусқа йөткәшни қарар қилғанлиқи сәвәбидин тәшәккүр ейтти.

исираилийә баш министирлиқ ишханиси байанат елан қилип, нетанйаһуниң хәвийер милейниң  пирезидент болғандин кейин, өзи билән аргентина әлчиханисини қуддусқа йөткәшни музакирә қилғанлиқини вә униң «вәдисигә әмәл қилишини қизғин қарши алидиғанлиқи» ни ейтқанлиқини билдүрди.

һамасму байанат елан қилип, аргентина пирезиденти хәвийер милейниң әлчиханини қуддусқа йөткәш қарариға наразилиқ билдүрди.

байанатта, аргентинаниң қарариниң пәләстин хәлқигә һуҗум қилиш болғинидин башқа, қуддус шәһирини пәләстинниң земини дәп етирап қилидиған хәлқаралиқ қанунғиму хилап икәнлики тәкитләнди.

аргентина пирезиденти хәвийер милей исираилийәниң 7-өктәбир (2023) дин буйан ғәззәгә қиливатқан һуҗумлирини қоллиған иди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر