пакистанда бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәлири йүз берип, 25 адәм қаза қилди

әтә чоң сайлам өткүзүшкә тәййарлиниватқан пакистанда, парламент әзалири кандидатлириға қарши икки айрим бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, кәм дегәндә 25 адәм һайатидин айрилди, 38 адәм йариланди.

2099052
пакистанда бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәлири йүз берип, 25 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: балуҗистанниң пишин районидики мустәқил парламент әзаси кандидати асфандийар хан какарниң ишханиси алдида бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди؛ вәқәдә 15 адәм қаза қилди, кәм дегәндә 30 адәм йариланди.

игилинишичә, һуҗум йүз бәргәндә, асфандийар хан какарниң ишханисида йоқ икән.

балуҗистанниң килла сәйфуллаһ районида болса, ислам өлималири җәмийити партийәси бинасида бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 10 адәм һайатидин айрилди, 8 адәм йариланди.

алақидар хадимлар, ислам өлималири җәмийити партийәси балуҗистан мәсули мәвлана абдул васайниң һуҗумдин йариланмастин қутулғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر